Зәбур
Көтирилиш нахшиси. Сулайманниң күйи.
127 Әгәр Йәһва өйни қурмиса, у чағда
Қурулушчилар бекар хизмәт қилиду.
Әгәр Йәһва Худа шәһәрни қоғдимиса,
У чағда күзәтчиләр бекар ухлимайду.
2 Бекардин-бекар силәр сәһәрдә туруп,
Кәч ятисиләр, нениңларни һарғанлиқта
Йәватисиләр. Чүнки У яхши көргинигә
Мана уйқа бериватиду.
3 Оғуллар — Йәһвадин мирастур,
Балилар — қосақниң мевиси,
Униңдин болған мукапаттур.
4 Қудрәтликниң қолидики оқлар —
Бу адәм балисиниң яш оғуллиридур.
5 Өз оқданини улар билән толтурған
Киши нәқәдәр бәхитликтур!
Атилири изада қалмайду, сәвәви,
Оғуллири дүшмәнләр билән шәһәр
Дәрвазилири алдида сөзлишиду.