4-сентябрь, җүмә
Йәһва Рәбб үчүн сахта адәм жиркиничликтур, ақкөңүлләргә, әксичә, У йеқин Досттур (Пәнд н. 3:32).
Һәзрити Әйса биринчи қетим Натаниял билән көрүшкән чағдики сөһбитидин сәмимий болушниң муһимлиғини чүшинип йетәләймиз. Филип дости Натаниялни Әйсаниң алдиға елип кәлгәндә, әҗайип бир вақиә йүз бәргән. Гәрчә һәзрити Әйса Натаниялни һечқачан көрмигән болсиму, Әйса: «Мана, бу ичидә қилчә һейлә-микри йоқ һәқиқий бир исраиллиқ»,— деди (Йоһ. 1:47). Әйса Натаниялниң алаһидә сәмимийлигини көргән. Гәрчә Натаниял бизгә охшаш намукәммәл болған болсиму, у иккиүзлүк болмиған. Әксинчә, һәммә ишларда растчил болған. Һәзрити Әйса Натаниялниң сәмимийлигидин мәмнун болуп, уни махтиған. Зәбур 15-баптики тәләпләрниң көпинчиси бизниң башқиларға қандақ муамилә қилишимизға бағлинишлиқ. Зәбур 15:3-айәттә Йәһваниң чедирида меһман болған киши һәққидә мундақ йезилған: «У төһмәт қилмайду, башқисиға зиян кәлтүрмәйду вә достини қарилимайду». Әгәр гәп-сөзлиримизни тизгинлимисәк, башқиларға зиян йәткүзимиз (Яқуп 1:26). w24.06 10-б., 7, 9-абз.; 11-б., 10-абз.
5-сентябрь, шәнбә
Һакимдаримиз, һәтта җинларму сениң исмиңни ейтқанда, бизгә бойсунудикән! (Луқа 10:17).
Вәз хизмитигә яхши тәйярлиқ қилсиңиз, хуш хәвәрни башқиларға ейтқанда, өзүңизни техиму әркин-азадә һис қилалайсиз. Һәзрити Әйса шагиртлирини вәз хизмәткә әвәтиштин бурун уларниң тәйярлиқ қилишиға ярдәм бәргән (Луқа 10:1—11). Шагиртлар Әйса пәйғәмбәрниң көрсәтмиси бойичә иш қилғачқа, улар өз хизмитини тамамлиғандин кейин интайин хошал-хорам болған. Биз вәз хизмитигә қандақ тәйярлиқ қилалаймиз? Биз қандақ қилип һәқиқәтни өз сөзүмиз билән ениқ ипадиләп берәләйдиғанлиғимизни ойлап көрүшимиз керәк. Йәнә биз яшаватқан райондики кишиләрниң сөзүмизгә қандақ инкасларни қайтуруши мүмкинлиги вә уларға қандақ җавап қайтурсақ болидиғанлиғи һәққидә ойлап көрсәк болиду. Андин биз башқилар билән параңлашқанда, өзүмизни әркин-азадә тутуш, күлүмсирәш вә достанә болушни унтуп қалмаслиғимиз лазим. w24.04 15, 16-б., 6, 7-абз.
6-сентябрь, йәкшәнбә
Йәһва, бизниң қудрәтлик Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қувәткә лайиқсән, чүнки Сән һәммәйләнни яраттиң (Вәһ. 4:11).
Хуш хәвәрни вәз қилишимизниң әң муһим сәвәви — биз Йәһва Худани вә Униң муқәддәс исмини яхши көримиз. Йәһвани яхши көргәнликтин, вәз хизмитимизгә Уни мәдһийиләшниң бир йоли дәп қараймиз. Чин қәлбимиздин шуни етирап қилимизки, улуқлуққа, шән-шәрәпкә вә күч-қудрәткә Йәһва Худа лайиқтур. «Барлиқ нәрсини» Худа яратқанлиғини вә бизгә һаят бәргәнлиги үчүн Униңға қәриздар екәнлигимизни башқиларға дәлил-испатларни ейтқанда, биз Йәһвани улуқлап, шән-шәрәп кәлтүримиз. Йәһваға күч-қудрәтни қандақ берәләймиз? Вәз хизмитидә өз күчимизни, вақтимизни вә қолумизда бар нәрсини ишләткәндә, Йәһваға күч-қудритимизни берәләймиз (Мәт. 6:33; Луқа 13:24; Кол. 3:23). Аддий қилип ейтқанда, Худайимиз һәққидә сөзләшни яхши көримиз, чүнки Уни сөйүмиз. Яратқучимизниң исми вә Униң пәзиләтлири һәққидә башқиларға ейтишни халаймиз. w24.05 17-б., 11-абз.