Зәбур
Давутниң нахшиси. Әсләтмигә.
38 Йәһва Худа! Аччиғиңда мени тәнбиһлимигинә
Вә қәһриңдә мени җазалимиғина.
2 Сениң оқлириң чоңқур санчилди,
Еғир қолуң маңа ятти.
3 Тенимдә ғәзивиңдин сақ орун қалмиди вә
Гунайим кесиридин сүйәклиримдә течлиқ йоқ.
4 Чүнки қанунсизлиғим бешимдин ашти вә қәби
Еғир жүктәк мени басти.
5 Җараһәтлирим жириңдап, сесимақта.
Буниң һәммиси әқилсизлигимдин.
6 Мән егилип, хапичилиқта қалдим,
Пүтүн күн чирайим тутуқ.
7 Ичилирим көйүп отта,
Җеним арамлиқни унтуди.
8 Мән һалсирап, бепәрва болдум,
Қәлбимниң азавидин товлаймән.
9 Һәй, Йәһва, Сән барлиқ сезимлиримни билисән
Һәм уһ тартишлирим Сәндин йошурулмиди.
10 Жүригим қаттиқ соқмақта, мағдирим мени
Қалдурди вә көзлирим қараңғулашти.
11 Йеқинлирим билән достлирим дәрдимни көрүп,
Мени ташлиди. Туққанлирим мәндин қачмақта.
12 Җенимни олиғанлар қапқан қоюп, яманлиқ
Халиғанлар Һалакитим тоғрилиқ сөзләйду.
Һәр күни һейлә-микир ойлайду.
13 Мән болсам, паңдәк жүримән
Вә кекәчтәк ағзимни ачмаймән.
14 Мән гас адәмдәк болдум,
Һимайәмгә һечнемә ейтмаймән.
15 Чүнки мән Сени, Йәһва, күттүм, Сән мениң
Тәңрим Йәһва мән үчүн җавап бәргәйсән!
16 Мән: «Дүшмәнлирим мениң айиғим
Тәврәнгәндә, хошал болмисун
Вә тамашәмни көрмисун»,— дедим.
17 Мән жиқилишқа тасла қалдим
Вә қайғу-дәрдим өзәм билән.
18 Әйивимни иқрар қилимән,
Гунайим һәққидә азаплинимән.
19 Дүшмәнлирим күчлүк һәм җиқ,
Сәвәпсиз өч көрүдиғанлар нурғун.
20 Улар маңа яхшилиғим үчүн яманлиқ билән
Төлимәктә. Мән изгүлүк йолида
Жүргиним үчүн қаршилашмақта.
21 Йәһва Рәббим, мени ташлимиғина!
Худайим, мәндин чәтнимигинә.
22 Һәй, Йәһва, Қутқузғучим!
Маңа ярдәмгә алдириғина.