Зәбур
Иккинчи китап
(Күйләр 42—72)
Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң
тәлим-мулаһизиси.
42 Марал су ериғини издигәндәк,
Җеним Сени, Илаһим, шундақ издәйду!
2 Мән Илаһим, тирик Худайим,
Билән болушни халаймән.
Қачан Униң йүзи алдида туримән?
3 Мән үчүн кечә-күндүз көз яшлирим нан болди,
Чүнки улар дайим: «Қени Худайиң?»— дәйду.
4 Авалқи күнләрни әскә алғанда, көпчилик билән
Пәрвәрдигаримниң өйигә мән берип, тәнтәнә
Қилған җәмийәтниң шатлинишида башчилиқ
Қилғиним тоғрилиқ Саңа сөйүнүп ейтимән.
5 Немишкә, җеним, сән қайғурисән вә
Паракәндиликкә чүшисән? Худайимни күтимән,
Чүнки мән йәнә Уни, мениң
Ниҗаткаримни, мәдһийиләймән!
6 Тәңрим, мән хапичилиқта. Мән Йордан йеридики
Кичик тағда, Һәрмонниң чоққилирида
Сени әсләватимән.
7 Һаң һаңни шақиратмилар авази билән чақирмақта.
Сениң барчә сулириң һәм долқунлириң
Маңа йепилди.
8 Күндүзи Йәһва Өз шәпқитини көрситиду, түндә
Болса, Мән Униңға нахшамни, һаятлиғимниң
Егисигә дуайимни беғишлаймән.
9 Қорғиним Илаһқа мундақ дәймән:
«Немә үчүн Сән мени унтудуң?
Немишкә мән дүшминимниң
Һақарәтлишидин хапичилиқта?»
10 Мени тәқипләватқанлар мазақлап, сүйәклиримни
Сундуруватиду. Улар һәр күни:
«Қени сениң Рәббиң?»— дәп соримақта.
11 Немигә қайғуруп, мән хапа болуватимән?
Худаға таянғин, чүнки мән Уни, Қутқузғучимни,
Һәм улуқ Пасибанимни махтаймән!