Зәбур
Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң күйи.
49 Барчә хәлиқләр, буни тиңшаңлар,
Йәрдә яшиғучилар, қулақ селиңлар.
2 Аддий һәм мәшһурлар,
Байниң оғли билән намратниң.
3 Еғизимда данишмән сөзләр болуп,
Қәлбим парасәтлик гәп қилиду.
4 Мән тәмсилгә қулақ салимән,
Чилтарда ойниғач, тепишмақни ейтимән.
5 Апәт кәлгән күнләрдә вә, тәқипчиләрниң
Вәһшилиги мени қоршиғанда, немидин қорқай?
6 Һәй, өз күчигә ишинип,
Байлиғи билән махтинидиғанлар!
7 Адәм балиси қериндиши үчүн төләм берип,
Һәргиз уни азат қилалмайду.
8 Чүнки җан үчүн төләм баһаси бәк қиммәт вә
Улар һечқачан уни төләлмәйду!
9 Һечким йәрдә яшап қалалмайду
Һәм қәбирни көрмәй өтәлмәйду.
10 Барлиғи охшаш: әқиллиқму надандәк
Өлүватқан һәм мүлкини башқиға қалдуруватқан.
11 Көңлидә, уларниң өйлири мәңгү туридиғандәк
Вә маканлири әвлаттин-әвлатқа өтүдиғандәк.
Һәтта улар йәрлирини өз исимлири билән атайду,
12 Амма, абройлуқ кишиму мәңгүлүк әмәс.
У союлуп кетидиған малға охшайду.
13 Мана, наданларниң йоли, у уларға дурустәк
Көрүниду вә кәйнидин яшиғанлар уларниң
Ой-пикрини мақуллайду. (Селаһ)
14 Бирақ боғузлашқа елип маңған қойлардәк,
Уларни һалакәт күтиду. Өлүм — улар
Падичисидур. Таң атқанда, уларни һәққанийлар
Башқуриду. Амма һазир улардин изму қалмайду.
Сарай әмәс, бәлки гөр макани болиду.
15 Әксичә, Худа мени гөрстанниң ағзидин
Қутулдуриду, чүнки У мени қобул әтти. (Селаһ)
16 Бирси бай болғанда, Униң өйиниң
Шөһрити ашқанда, сән қорқма,
17 Чүнки у өзи билән һечнәрсини елип кәтмәйду,
Униң шәрипи кәйнидин әгишип жүрмәйду.
18 Униң көңлини көтирип, һаят вақтида махтап,
Шәхсийәтчилиги үчүн ялақчилиқ қилишиду.
19 Лекин ахирида у атилар маканиға бариду,
Улар әнди йоруқ көрмәйду.
20 Буни чүшәнмигән адәмниң малдин һеч пәрқи йоқ,
Гәрчә уни һаят вақтида қанчиму һөрмәтлимисун.