Зәбур
Тәлим. Асавниң күйи.
78 Хәлқим, мениң тәлимимни тиңша,
Еғизимниң сөзлиригә қулақ сал.
2 Мән тәмсилләрни ейтай, қедим
Заманниң тепишмақлирини дәй.
3 Немиләрни биз аңлап билдуқ,
Атилиримиз уларни баян қилди.
4 Биз уларни пәрзәнтлиримиздин, кейинки әвлаттин,
Йошурмаймиз. Йәһваниң шөһритини һәм
У яратқан әҗайип ишлирини җакалаймиз.
5 У Якупқа вәсийәт бәрди, Исраилға қанунни
Соға қилди. У әҗдадимизға ушбуни
Пәрзәнтлиригә вәсийәттәк беришни әмир қилди.
6 Кәлгүсидики уруқ, туғулидиған балилири, буни
Қобул қилип, новитидә өз әвлатлириға
Тапшуруп өткүзүши үчүндур.
7 Шундақта улар Худайиға тайинип, Униң ишлирини
Унтумай, Униң вәсийәтлирини орунлайду.
8 Шу чағ улар атилиридәк болматти. Әшу тәрса һәм
Исиянкар әвлат жүригидә иккиүзлүк,
Роһи билән Тәңригә вапа әмәс еди.
9 Әпрайимниң оғуллири қуралланған болсиму, амма
Җәң күнидә кәйнигә чекинди, садиқ қалмиди.
10 Худайиниң келишимигә әмәл қилмай,
Униң қанунида жүрүштин ваз кәчти.
11 Улар Униң паалийитини һәм У
Намайән қилған бәлгүләрни унтуди.
12 Уларниң ата-бовилири алдида Мисир йеридә,
Соан даласида, қилған Униң мөҗүзилирини,
13 Қандақ деңизни қақ йерип, уларни өткүзүш
Үчүн аламәт суларни тамдәк турғузғинини
Әскә алмиди.
14 Күндүзи уларни булутниң астида,
Түндә отниң нурида елип маңди.
15 Чөлдә ташларни йерип, улардин гоя түгимәс
Булақтин су аққузуп, уларни суғарди.
16 У қияташтин өстәңни чиқирип,
Суни дәриядәк мол бәрди.
17 Лекин улар Униң алдида гуна қилишни тохтатмай,
Илаһини қақас-чөлдә хапа қилди.
18 Улар Худаниң чидамлиғини синап,
Халиған тамиғини тәләп қилди.
19 Тәңригә налә қилип: «Яратқучи
Чөлдә дәстихан яйаламду?»— деди.
20 Мана, У ташқа уруведи, сулар дәрия болуп ақти.
«У бизгә нан берәләмду? Өз хәлқини гөшкә
Тойғузаламду?»— дәп, тохтимай кайишти.
21 Йәһва буни аңлап, қәһри янди. Өрт Яқупқа көйди
Вә ғәзәп Исраилға таза өртәнди.
22 Чүнки улар Худаға ишәнмигән еди
Вә Униң ниҗатиға үмүт бағлимиди.
23 Ушбу вақитта У булутларға пәрман
Қилип, әршниң ишиклирини ачти,
24 Ямғурдәк маннани чечип бәрди
Вә асманниң ненини һәдийә қилди.
25 Пәриштиләр ненини инсан йеди,
У уларға озуқни тойғичә бәрди.
26 Самада шәриқ шамилини чиқирип,
Җәнуп шамилиниму әвәтти.
27 У уларға топидәк гөш төкти вә
Деңиз қумидәк учарқанатларни.
28 У уларни станниң ичидә,
Чедирлириниң әтрапида төкти.
29 Улар тойғичә йеди. У уларға
Халиғинини йәткүзүп бәрди.
30 Амма иштиһаси өтмәй туруп,
Техи таам ағзида болғанда,
31 Худаниң ғәзиви қайнап, ичидики қувәтлик вә
Исраилниң жигитлирини һалак қилди.
32 Мошундақ ишлар йүз бәрсиму, улар Униң
Һәйран қаларлиқ әмәллиригә ишәнмиди.
33 Шуңлашқа У уларниң өмрини пайпетәкчиликтә
Өткүзүп, андин һаятлирини қийивәтти.
34 У уларни өлтүргәндә, улар Униңға қайтишип,
Яңливаштин Худасини издәшкә башлатти.
35 Улар шуни әскә чүшүрәттики, уларниң
Тәңри — Қорғини вә Илаһи
Уларниң Қутқузғучисидур.
36 Лекин Улар еғизлири билән Уни алдашқа
Тиришип, тили билән лолилиқ қилишатти.
37 Амма жүрәклири Униңға вападар әмәсти вә улар
Униң әһдигә садиқлиқ сақлалмиди.
38 Бирақ У шәпқәтлиқ болғанлиқтин, гуналирини
Кәчүрүп, қиривәтмәтти. Нурғун қетим Өз
Аччиғини тутуп, бар қәһригә йол қойматти.
39 Чүнки У уларниң инсан екәнлигини, бир келип,
Қайтмайдиған шамалға кәби екәнлигини
Әстә тутатти.
40 Қанчә қетим улар Уни чөлдә рәнҗитти
Вә җәзиридә һақарәтләтти!
41 Қайта-қайта Худаға беқинмай,
Исраил Муқәддисини териктүрәтти.
42 Униң қолиниң күчигә сәл қарап,
Апәттин қутулдуришини баһалимиди.
43 Униң Мисирда яратқан аламәтлирини һәм
Соан даласида көрсәткән
Мөҗүзилирини тәңситмиди.
44 У Нил өстәңлирини қанға айландуруп,
Мисирлиқлар улар су ичәлмигинини,
45 Уларға һашарәтләрни вә пақиларни
Чеқип өлтүрүши үчүн әвәткинини,
46 Уларниң һосулини қурут билән
Чекәткә әскиригә беривәткинини,
47 Үзүмини мөлдүр уруп, әнҗирләрни
Үшүккә тутуп бәргинини,
48 Мелини қаттиқ мөлдүр қаза қилип,
Җаниварлириниң падилири чақмаққа
Тутуп бәргинини улар унтуди.
49 Мисирлиқларға өртәнгән ғәзивини
Төкүп, пәриштә зиянкәшлигигә бәрди.
50 У қәһригә йол ечип, уларниң
Җанлирини өлүмгә мәһкүм қилди.
Уларға қаза вабасини әвәтти.
51 Ахири, У Мисирниң тунҗилириға тегишлик,
Һамниң маканлиридики дәсләпкиләрни
Йоқ қилди.
52 Өз хәлқини қойлардәк елип маңди,
Чөл-баяван арқилиқ падилирини.
53 У уларни бехәтәр жүргүзди, шуңа улар
Һечнемидин қорқмиди. Дүшмәнләрни болса,
Деңиз жутувәтти.
54 Уларни муқәддәс йеригә елип кәлди,
Униң қоли йеңивалған тағларға.
55 Улар йүзидин хәлиқләрни қоғлап,
Чәк бойичә мирасини бәрди,
Исраил қәбилилирини өйлүк қилди.
56 Лекин улар Илаһ Тәңрини синап,
Униңға қарши чиқишти, улар
Униң низамлирини сақлимиди.
57 Улар кәйнигә чекинип, атилиридәк хаинлар
Болушти, улар яхши тартилған оқ-яға охшимиди.
58 Улар Уни өз дөңлири вә бутлири
Билән рәнҗитти һәм териктүрди.
59 Буниң һәммисини көргән Рәбб
Исраилға өч болуп, рәт қилди.
60 Ахирида, У Силомдики маканини,
Кишиләр билән яшиған хасийәтлик
Чедир-ибадәтханисини ташлиди.
61 У шөһритини тутқунға беривәтти,
Күчиниң рәмзи һәм гөзәлликни
Дүшмән қолиға тапшурди.
62 У Өз хәлқигә нәпрәтлинип,
Мирасини қиличқа тутти.
63 Униң жигитлирини өрт йәп,
Қизлириға нека нахша ейтилмиди.
64 Униң роһанийлири қиличтин өлүп,
Тул аяллири жиғлимиди.
65 Шу чағда чүштин оханғандәк, Йәһва ойғанди.
У шараптин сәгигән күчлүк адәмдәк тәлпүнди.
66 У дүшмәнләрни маканида қирип,
Ууларни мәңгү уятқа қалдурди.
67 У Йүсүп чедирини яратмиди вә
Әпрайимниң қәбилисини таллимиди.
68 Лекин Йәһуда қәбилисини таллап,
Сөйгән Сион тағни йеқинлаштурди.
69 У муқәддәс ибадәтханисини асмандики йезилардәк
Ясиди вә ушбу йәрни мәңгүгә тәстиқлиди.
70 У Давутни, Өз қулини, таллавелип,
Уни қойлар қорасидин алди.
71 Сеғин қойлардин Өз хәлқи, Яқупни,
Өз мүлки, Исраилни, беқишқа жиғди.
72 У Давутниң пак жүриги вә һәққаний,
Маһир қоллири билән уларни бақти.