Зәбур
Хор башчисиға. Гат әсвавида.
Асавниң нахшиси.
81 Худаниң алдида тәнтәнә қилип, Яқупниң
Тәңрини махтап, өзәңларни күчләндүриңлар.
2 Үнүңларни көтирип, дап, чилтар
Вә башқа әсвапларни пайдилинип,
3 Йеңи ай чиққанда мүңгүз челиңлар,
Ай толғандиму мәйрәмләңлар.
4 Бу Исраилға Қанунда берилди,
Яқупниң Рәббиниң тохтамида.
5 У уни Йүсүпкә гувалиққа бәрди. У Мисирға қарши
Маңғанда һеч аңлимиған тилни аңлидим:
6 «Мән униң мүрисидин еғир жүкни елип ташлидим,
Униң қоллирини еғир севәтләрдин бошаттим.
7 Дәрдиңдә сән Мени чақириведиң, Мән сени
қутулдурдим, саңа гүлдүрмома булутидин җавап
Бәрдим, Мәриба сулирида сени синидим. (Селаһ)
8 Хәлқим, Мени тиңша, Мән саңа қарши гувалиқ
Беримән. Оһ, Исраил, Сән Мени
Тиңшиған болсаң:
9 Сәндә ят худа болматти һәм сән чәт әл илаһлириға
Һәргиз ибадәт қилматтиң.
10 Мән Йәһва, Сениң Яратқучиң, сени Мисир
Йеридин елип чиққан. Ағзиңни ач,
Мән тойғузимән.
11 Лекин хәлқим авазимни аңлимиди.
Исраил Мени сөймиди.
12 Шуниң билән Мән уларни жүрәклири ирадисигә
Қоюп бәрдим. Улар тәрса ойлирида жүрүшти.
13 Аһ, әгәр Мениң хәлқим Маңа қулақ салсиди!
Исраил Мениң йоллирим билән жүрсиди!
14 Мән уларниң дүшмәнлирини уларға чапсан
Беқиндуруп берәттим, уларниң риқабәтчилиригә
Тез қолумниң күчини көрситәттим.
15 Йәһвани өч көргәнләр уларниң алдида титрәтти
Вә хәлқимниң паравәнлиги бақий болатти.
16 Мән уларни әң есил буғдай билән бақаттим
Вә таштин һәсәл чиқирипму берәттим».