Римлиқларға
12 Шуңа, қериндашлар, силәргә Худаниң рәһимдиллиги билән өтүнүмән: әқилни ишләткәч, муқәддәс хизмәтни атқуруш үчүн, тениңларни Рәббимизгә яқидиған тирик, муқәддәс қурбанлиққа бериветиңлар. 2 Бу дунияға башқа маслашмаңлар, әксичә Худаниң меһриван, әзиз һәм мукәммәл ирадисиниң немидә екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, әқлиңларни йеңилап өзгириңлар.
3 Маңа әта қилинған мол меһирликкә асасән һәрбириңларға ейтимәнки, өзәңлар һәққидә артуқчә ойлимаңлар, бәлки Худа һәрбириңларға лайиқ миқдарда тәхсим қилған етиқатқа асаслинип, сағлампикирликни сақлашни ойлаңлар. 4 Бизниң тенимиздә көплигән әзалар болуп, һәммиси бир ишни қилмиғинидәк, 5 бизму гәрчә көп болсақму,— Мәсиһ билән бирликтә бир тәнмиз, айрим түрдә — бир-биримизгә мәнсүп әзалардур. 6 Бизгә билдүрүлгән мол меһирлик түпәйли һәртүрлүк һәдийәлиримиз бар. Әгәр бәшарәт болса, етиқатимизға мувапиқ бәшарәт ейтайли, 7 хизмәт болса — хизмәт қилайли, ким тәлим бәргүчи болса — тәлим бәрсун; 8 нәсиһәт бәргүчи — нәсиһәт беривәрсун, сәдиқә бәргүчи — сехийлик билән бәрсун, башқурғучи болса — пүткүл вуҗуди билән башқурсун, ким рәһимлик изһар қилса — уни хошаллиқ билән изһар қилсун.
9 Меһир-муһәббитиңлар иккийүзлүк болмисун. Рәзиллик силәрдә нәпрәт қозғисун, яхшилиқни тутуңлар. 10 Қериндашлиқ муһәббәттә бир-бириңларға силиқ-сипайә болуңлар. Бир-бириңларға биринчи болуп иззәт-еһтирам көрситиңлар. 11 Ишиңларда еринмәңлар. Роһуңлар ялқунлисун. Йәһваға Униң қуллиридәк хизмәт қилиңлар. 12 Үмүттә хурсән болуңлар. Дәртләрдә тәқабил туруңлар. Дуа қилишни тохтатмаңлар. 13 Муқәддәсләрниң еһтияҗидин чиқиңлар. Меһмандост болуңлар. 14 Тәқиплигүчиләргә яхшилиқ тиләңлар, зади қарғимаңлар. 15 Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, жиғлиғанлар билән биллә жиғлаңлар. 16 Башқилар тоғрисида өзәңлардәкла ойлаңлар, ойлириңларда һакавур болмаңлар, бәлки кәмтәрлик билән йетәклиниңлар. Өз көзүңларда өзәңларни әқил-парасәтлик, дәп баһалимаңлар.
17 Һечкимниң яманлиғиға яманлиқ қайтурмаңлар. Һәмминиң алдида яхшилиқ дәп санилидиған нәрсиләрни қилиңлар. 18 Силәр тәрәптин имканийәтниң баричә, барлиғи билән течлиқ мунасивәттә болуңлар. 19 Әзизләр, өзәңлар үчүн өч алмаңлар, әксичә, Худаниң ғәзивигә йол бериңлар, чүнки йезилғинидәк: «“Өч елиш Мениң ишим, Мән қайтуримән”,— дәйду Йәһва». 20 Бирақ, «Әгәр дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, услуғини қандур, чүнки мошундақ қилип, сән униң бешиға ялқунлиған чоғларни топлайсән». 21 Яманлиқ билән мәғлуп болмаңлар, әксичә, яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.