Зәбур
Хор башчисиға. Давутниң қайғулуқ һәм даналиқ мулаһизиси.
53 Надан қәлбидә: «Йәһва йоқ»,— деди.
Улар бузулуп кәтти, нуқсанда чекигә йетип,
Арисида бирму яхшилиқ қилғучи йоқ болди.
2 Худа асмандин инсан оғуллириға бақмақта:
Уларниң арисида Йәһва Тәңрини издәватқан
Әқиллиқ кишиләр барму?
3 Мана, барлиғи садиқ йолдин тейилип кәтти,
Бирму яхшилиқ қиливатқан киши йоқ.
4 Наһәтки беқанунлуқ билән бәнт болуватқанлар
Һечнемә чүшәнмәйду? Улар Мениң хәлқимни
Қәби нандәк йәватиду. Улар Йәһвани чақирмайду.
5 Лекин улар қорқунуч йоқ йәрдә дирилдишип
Кетиду. Чүнки Худа саңа қарши чиққанларниң
Устиханлирини айимай чечиветиду.
Сән уларни шәрмәндигә қойисән,
Чүнки Йәһва уларни рәт қилди.
6 Аһ, ким Исраилға Сиондин қутулуш әвәтиду?
Йәһва Пәрвәрдигар мәһбус Өз хәлқини әсирдин
Қайтурғанда, Яқуп хошал болиду һәм Исраил
Шатлинип кетиду!