Зәбур
Хор башчисиға. Тарлиқ әсвапларниң җор болушида. Давутниң
нахшиси. Зипийлар Саул падишаға келип: «Давут биздә мөкүп
жүриду»,— деди.
54 Худайим! Исмиң билән мени қутқузғина вә
Қудритиң билән Мени һимайә қилғина.
2 Тәңрим! Илтиҗамни аңлиғина
Һәм гепимгә қулақ салғина!
3 Чүнки ятлар маңа баш көтирип,
Вәһшиләр җенимни издимәктә.
Улар Худани алдида тутмайду. (Селаһ)
4 Мана, Рәббим — Ярдәмчим.
Йәһва қәлбни мустәһкәмләйду.
5 Зулумни дүшмәнләргә қайтуруп,
Һәқиқитиң билән уларни уҗуқтур.
6 Ихлас билән Саңа қурбанлиқни әкелимән,
Исмиңни, Йәһва, мәдһийиләймән, чүнки у гөзәл!
7 Сән мени барлиқ дәртлиримдә қутулдурисән,
Қаршилашқучиларға көзүм қорқмай қарайду.