Зәбур
Хор башчисиға. Тарлиқ әсвапларда. Давутниң тәлими.
55 Атам, мениң дуайимни тиңшиғина вә
Рәһимликкә муһтаҗ ялвурушқа бепәрвалиқ
Билән қаримиғина.
2 Қулақ селип, мени аңлиғина, Мән хапичилиғимда
Товлап, қаттиқ һөкүрәватимән.
3 Дүшмәнниң ғевитидин, рәзилләр тәқиплиридин,
Чүнки улар маңа наһәқтин зулум көрситип,
Ғәзивидә мени қоғлимақта.
4 Жүригим мәндә пулаңлап, өлүм
Дәһшәтлири маңа йепилмақта.
5 Қорқунуч билән титрәк бесип,
Паракәндилик бағриға алди.
6 Мән қайта-қайта: «Ким маңа кәптәрдәк қанат
Бериду, мән учуп кетип, арам тапаттим.
7 Мән жирақ йәрдә йошурунуп,
Чөл-баяванда яшаттим. (Селаһ)
8 Боран-чапқундин һәм қуюндин
Мөкүшкә алдираттим!»— дәймән.
9 Йәһва, уларниң тиллирини бөлүп, ғулатқина!
Сәвәви, шәһәрдә мән зорлуқ шәписи һәм
Җедәл-маҗра байқаватимән.
10 Кечә-күндүз улар униң сепиллиридә жүрүп,
Вәһшилик һәм явузлуқларни қилмақта.
11 Униң ичидә һалакәт. Кочилиридин ялғанчилиқ
Вә мәккарлиқ кәтмәйду.
12 Әгәр дүшмән мени қарилиса, мән униңға чидаттим.
Маңа рошән яманлиқ халиғучи қарши чиққан
Болса, мән униңдин йошурунаттим.
13 Лекин сән, маңа тәң адәм,
Қәдинас достум һәм йеқиним...
14 Сениң билән сирлиримни мән бөлүшәттим,
Илаһниң өйигә хәлиқниң арисида бараттуқ
Һәм достлуғимизға хурсән болаттуқ.
15 Уларни өлүм жутсун, улар тирик гөргә чүшсун,
Чүнки маканлириниң ичидә
Һарамлиқ истиқамәт қилиду.
16 Мән болсам, Йәһвани чақиримән
Һәм У мени қутқузиду.
17 Ахшими, сәһәрдә һәм чүштә налә қилип,
Товлаймән. У мениң пәриядимни аңлайду.
18 Җенимни бехәтәр җайға әкелип,
Зор қошундин ниҗат қилиду.
19 Тәңри, мәңгүлүктә Яшиғучи вә тәхттә Олтарғучи,
Аңлап, Уларни течландуриду. (Селаһ)
Уларда өзгириш йоқтур вә улар
Худадин қорқмайду.
20 Қоллирини улар билән течлиқта болғанларға
Селип, иттипақини бузиду.
21 Уларниң еғизлири майдәк юмшақ,
Амма жүриги урушқақ. Гәплири зәйтун мейидәк
Назук, амма өзлири чиқирилған қиличлардур.
22 Өз жүкүңни Йәһваға артқин, У сени йөләйду.
Һечқачан У һәқ инсанниң тәвринишигә
Йол бәрмәйду.
23 Сән мениң Илаһим, уларни һалакәт орисиға
Ташлайсән. Қанхор һәм қувлар күнлириниң
Йеримигичиму йетәлмәйду. Мән болсам Саңа,
Атамға, ишәнч-үмүт бағлаймән!