Зәбур
Көтирилиш нахшиси.
128 Йәһва Сәрдардин қорққанлар вә
Униң йоли билән жүргәнләр бәхтияр.
2 Чүнки сән қоллириңниң әмгигидин
Һөзүрлинип, йемишләр йәйсән.
Сән гүллинип, яхшилиқ көрисән.
3 Аялиң өйүңдә мевилик үзүм ғоли болиду.
Оғуллириң дәстихиниңниң әтрапидики
Зәйтун шахлириға охшайду.
4 Мана қандақ Йәһвадин әйминидиған
Киши бәрикәтлиниду!
5 Йәһва Рәбб сени Сиондин мубарәкләп,
Сән Йерусалимниң паравәнлигини
Өмрүңниң барчә күнлиридә көрисән.
6 Сениң көзлириң оғуллириңниң
Оғуллириниму көриду.
Исраилға арамлиқ болғай!