Зәбур
Давутниң нахшиси.
א [Алеф]
37 Яман адәмләргә қарап терикмә,
Гунакарларға мерәзлик қилма.
2 Улар кокаттәк тез қуруп кетиду,
Вә кокатниң гүлидәк солуп кетиду.
ב [Бет]
3 Йәһваға тайинип, яхшилиқ қил,
Йәрдә яшаветип, һәқиқәтни сақла.
4 Йәһва сән үчүн тәсәлли болғай, У жүригиңниң
Хаһишлирини һәм орунлап бәргәй.
ג [Гимел]
5 Йолуңни Йәһваға өткүзгин вә Униңға ишәнч
Бағлиғин. У һәрикәтлинишни башлайду.
6 Һәққанийлиғиңни йоруқлуқтәк ечип бериду вә
Адиллиғиңни әрштики қуяштәк парлитиду.
ד [Далет]
7 Йәһва алдида үндимәй жүрүп, чидамлиқта Уни
Күт. Өз йолида зулум нийәтлирини әмәлгә
Ашуруватқан кишини көрүп, хапа болма.
ה [Хе]
8 Ғәзивиңни бесип, қәһриңни тохтат,
Яманлиқ қилғичә терикмә.
9 Чүнки явузлуқ қилған йоқ болиду,
Йәһвани күткән болса, ахирида
Йәр-зиминни мирасқа алиду.
ו [Вав]
10 Йәнә аз вақит... рәзил қалмайду.
Униң орниға қарисаң — уни тапалмайсән.
11 Мулайимлар болса, йәргә варислиқ қилип,
Униң әҗайип хилму-хиллиғидин раһәтлиниду.
ז [Зайин]
12 Вәһши һәққанийға қарши яманлиқни ойлап,
Униңға чишлирини ғучурлатмақта.
13 Лекин Йәһва үстидин күлиду, чүнки униң
Ахириниң йеқинлашқанлиғини билиду.
ט [Хет]
14 Залимлар қиличини тәңләп, оқ-ясини тартиду,
Дурус йол билән маңған намрат вә
Аҗизни уҗуқтуруш үчүндур.
15 Бирақ уларниң қиличи, өзлириниң жүригигә
Кирип, оқ-ялири тенигә санчилиду.
ט [Тет]
16 Һәққанийниң аз мүлки рәзилниң
Көплигән байлиғидин яхшидур,
17 Чүнки вәһшиләр күчи вәйран қилинип,
Һәқләрни болса, Йәһва Өзи қувәтләйду.
י [Йод]
18 Йәһва нуқсансизлар дәртлирини билиду,
Уларниң мираси чоқум мәңгү сақлиниду.
19 Апәт вақти кәлгәндә, улар иза тартмайду вә
Ачарчилиқ күнлиридә улар тойғузулиду.
כ [Каф]
20 Пәсләр һалак болуп, Йәһваниң дүшмәнлири
Яйлақлар гүллиридәк, ис-түтүн
Йоқиғандәк, қирилиду.
ל [Ламед]
21 Рәзил киши қәриз елип, уни төлимәйду.
Һә, һәққаний болса, мәртләрчә пул бериду.
22 Худа бәрикәтлигәнләр йәр мирасхорлири болиду,
У ләнәткә тутқанлар йоқ қилиниду.
מ [Мем]
23 Йәһва қәдәмлиригә йөнилиш бәргән инсанниң
Йоллири мәккәм болуп, Униңға давамлиқ яқиду.
24 Һәтта у путлашсиму, жиқилип чүшмәйду,
Чүнки Йәһва уни қолидин тутиду.
נ [Нун]
25 Мән яш едим, әнди қеридим, лекин һәққаний
Қалдурулғанлиғини һәм униң балилириниң
Нан сориғанлиғини һәргиз көрмидим.
26 У һәр күни ихласмән қәриз бериду
Вә униң әвлади бәрикәткә еришиду.
ס [Самех]
27 Яманлиқтин қечип, яхшилиқ қил,
Шу вақитта мәңгү яшайсән.
28 Чүнки Йәһва адилни яхши көриду
Вә муқәддәслирини ташлимайду.
ע [Айин]
У һәрқачан уларни сақлайду.
Явузлар әвлади қирилип кетиду.
29 Һәққанийлар йәрни мирасқа елип,
Униңда әбәдил-әбәт яшайду.
פ [Пе]
30 Дурус адәмниң еғизлиридин даналиқ чиқиду
Вә униң тили һәқиқәтни ейтиду.
31 Рәббниң Қануни униң жүригидә,
Шуңа униң қәдәмлири өзгәрмәс.
צ [Цаде]
32 Қилмишкәр тоғра кишиниң кәйнидин марап
Жүриду вә Уни өлтүрүш пурситини издәйду.
33 Амма Йәһва ундақ кишини яманниң қолиға
Бәрмәйду вә сотта һәққанийни әйиплигүзмәйду.
ק [Коф]
34 Йәһвани күтүп, Униң йоли билән маң, У сени
Көтирип, зиминниң егиси қилиду. Шу чағда
Сән рәзилләрниң уҗуқтурулишини көрисән.
ר [Реш]
35 Вәһши, залим инсан мунбәт йәрдә өскән вә
Шахариған дәрәқтәк, берәһим кишини көрдүм.
36 Лекин уштумтут у йоқиди. Мана, әнди у йоқ.
Издисәңму, уни тапалмайсән.
ש [Шин]
37 Паклиқни сақлап, бенуқсан бол, чүнки
Мошундақ кишиниң әвлади сақлиниду.
38 Һәммәйлән гунакарлар пүтүнләй йоқилиду.
Зулумға амрақ инсанларниң келәчиги йоқ.
ת [Тав]
39 Йәһва Илаһтин һәққанийлар ниҗати,
У апәт вақтида уларниң Қорғини болиду.
40 Йәһва уларға ярдәмгә келип,
Уларни зулумлардин қутқузиду.
Улар Униңға ишәнч бағлиди!