17-ноябрь, йәкшәнбә
Надандин нери тур (Пәнд н. 14:7).
Биз Худадин кәлгән нәсиһәтни өч көридиған кишиләргә охшимаймиз. Әксинчә, Худаниң барлиқ қанунлирини өз ичигә алған Униң көзқарашлирини сөйүшни үгинимиз. Сиз итаәтчанлиқ билән итаәтсизликниң қандақ ақивәт елип келидиғанлиғини селиштуруш арқилиқ өз сөйгүңизни күчәйтәләйсиз. Йәһваниң дана мәслиһәтлирини наданларчә рәт қилип, өз бешиға қийинчилиқларни кәлтүргәнләрни күзитип беқиң. Андин кейин Худаға итаәт қилғиниңиз үчүн һаятиңизниң қанчилик яхши болғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң (Зәб. 32:8, 10). Йәһва һәммә адәмгә даналиққа еришиш пурситини бериду. Бирақ уни һечкимни қобул қилишқа зорлимайду (Пәнд н. 1:29—32). У даналиққа қулақ салмайдиғанларниң қандақ ақивәткә қалидиғанлиғини тәсвирлигән. Улар қилған ишлириниң аччиқ мевисини йәйду. Вақит кәлгәндә уларниң турмуш кәчүрүш усули өзлиригә азап-оқубәт, қийинчилиқ вә ахирида һалакәтни елип келиду. Йәнә бир тәрәптин, Йәһваниң дана мәслиһәтлиригә қулақ салғанлар вә уни һаятида әмәлий қолланғанлар Яратқучиниң мону вәдисигә еришиду: «Мени тиңшиған бехәтәрликтә һәм течлиқта яшап, явузлуқтин қорқмайду» (Пәнд н. 1:33). w22.10 21-б., 11—13 абз.
18-ноябрь, дүшәнбә
Йәһвадин қорққан, Униң йолида жүргән киши бәхитликтур (Зәб. 128:1).
Йәһвадин қорқуш дегәнлик, Уни интайин һөрмәтләш вә У өч көридиған һәрқандақ ишни қилиштин хали болуш демәктур (Пәнд н. 16:6). Шуңа биз Муқәддәс Язмиларда чүшәндүрүлгәндәк, Худа тоғра вә хата үчүн бәлгүлигән өлчәмләргә бойсунуп яшаш үчүн давамлиқ тиришимиз (Кор. 2-х. 7:1). Әгәр Йәһва яхши көргән ишларни қилип, өч көргән ишларни рәт қилсақ, техиму хошал-хорам һаят кәчүримиз (Зәб. 37:27; 97:10; Рим. 12:9). Бир киши Йәһваниң немә тоғра вә немә хата екәнлигини қарар қилиш һоқуқи барлиғини билиши мүмкин. Шундақтиму у чоқум Худаниң Өзи үчүн бәлгүлигән өлчәмлирини қобул қилиши керәк. Биз иш-һәрикитимиз арқилиқ Йәһваниң өлчәмлиригә әмәл қилишниң әң яхши һаят кәчүрүш йол екәнлигигә һәқиқий ишинидиғанлиғимизни көрситимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 12:28). Давут шундақ һис-туйғуда болуп, Йәһва һәққидә мундақ дегән: «Маңа һаятлиқ йолини көрситисән, йүзүң алдида шатлиқ мол, оң қолуңда әбәдий һөзүрлиниш» (Зәб. 16:11). w22.10 8-б., 9, 10-абз.
19-ноябрь, сешәнбә
Оғли Атисиниң қилған ишлирини көрмигичә, өзлүгидин һечнемә қилалмайду, пәқәт Атисиниң қилғинини көрүп, шуни қилиду (Йоһ. 5:19).
Әйса өзигә болған тәңпуң көзқарашни вә кәмтәрликни сақлиған. У йәр йүзигә келиштин бурун, Йәһваниң хизмитидә болғанда, әҗайип ишларни қилған еди. Мәйли йәр йүзидә яки әрштә болсун, мәвҗудатларниң һәммиси Әйса арқилиқ яритилған (Кол. 1:16). Әйса суға чөмдүрүлгәндә, наһайити ениқки өз Атиси билән биллә болғанда қилған ишларни әслигән (Мәт. 3:16; Йоһ. 17:5). Амма шу ишларни әслигәндә, Әйса мәғрурланмиған. Һәтта өзини башқилардин яхширақ дәп ойлиғанлиғини көрситидиған иш-һәрикәтләрни қилмиған. У өзиниң йәр йүзигә келиши һәққидә шагиртлириға мундақ дегән: «Инсан Оғлиму униңға хизмәт қилсун дәп кәлмиди, лекин өзи хизмәт қилип, көплири үчүн җенини төләмгә пида қилғили кәлди» (Мәт. 20:28). У йәнә өзлигидин һечбир ишни қилалмайдиғанлиғини етирап қилған. Әйса нәқәдәр кәмтәр киши болған-һә! Әйса бизниң әгишишимиз үчүн әң есил үлгә қалдурған. w22.05 24-б., 13-абз.